kopilkaurokov.ru - сайт для учителей

Создайте Ваш сайт учителя Курсы ПК и ППК Видеоуроки Олимпиады Вебинары для учителей

Хош бол сөйүмлик Елипбә

Нажмите, чтобы узнать подробности

Сөйүмлүк китавимиз билимниң патшаси елипбә китавимиз билән хошлишиш.Елипбәниң давами ана тили китави билән тонушиш.

Вы уже знаете о суперспособностях современного учителя?
Тратить минимум сил на подготовку и проведение уроков.
Быстро и объективно проверять знания учащихся.
Сделать изучение нового материала максимально понятным.
Избавить себя от подбора заданий и их проверки после уроков.
Наладить дисциплину на своих уроках.
Получить возможность работать творчески.

Просмотр содержимого документа
«Хош бол сөйүмлик Елипбә»

Мавзуси: Хош бол, әзиз Елипбә.

Мәхсити: а). Балиларниң билимини синақтин өткүзүш, йәкүнләш;

ә). Дәсләпки китави «Елипбәгә» миннәтдарлиқ билдүрүш;

Ана тилиниң улуқлиғини сезишкә дәвәт қилиш;

б). Уюшчанлиққа, бирликкә, достлуққа тәрбийиләш.

Әтигәнликниң бериши:

Әсаламму әләйкүм ата-анилар устазлар хуш кәпсиләр

Бурун,бурун заманда бир елипбә дегән падишаһ бопту униң узук тавушлар вә созуқ тавушлар дегән балилири болупту. Созуқ тавуш балилири созуп,созуп нахшилар ейтип жүридекән,үзүк тавуш балилири һеч бир сөзлимәйдикәнБу қандақ болғини дәп бир күни бу тавушларни арилаштуруп чиқипту шунда тавушлардин боғумлар,сөзләр түзүлүп балилири бир-бири билән арилишип сөзләйдиған болупту.Буниңға елипбә бәк рази болупту.Шундин тартип барлиқ балилар елипбідин һәрипләрни билип оқушни ,йезишни үгинидикән Қени әмсә мошу елипбә китавимизни оқуп тамамлиған бизниң1 Б синип балилиримизни оттуриға тәклип қилайли.

Балилар музыкиға тәңкәш қип ойнап кириду.

1-р. – Әссаламу әләйкүм, әзиз меһманлар!

2-р. - Әссаламу әләйкүм, қәдирдан устазлар,ата-анилар!

1-р. - Бүгүнки «Хош бол, әзиз Елипбә» намлиқ әтигәнлигигә

Хор билән: - Хуш кәпсиләр!

Муәллим: -Әссалам, һөрмәтлик ата-анилар, меһманлар! Һаятта барлиқ нәрсә дәсләпкидин башлинар – нан – дандин, күн - нурдин, өй – кесәктин, билим болса – инсанийәтниң дәсләпки китави – Елипбәдин. Бүгүн биз дост билән тәң – қәдирлик китавимизға иссиқ сөзүмизни ейтиш үчүн жиғилдуқ. Балилар мәктәпкә кәлгәндә оқушни, йезишни билмәтти. Бир-бирини тонуматти. Әндичу? Оқушни , йезишни, һесап чиқиришни үгәнди. Әнди улар Қазақстанниң саватлиқ гражданлири. Саватимизни ачқан бизниң сөйүмлүк достумиз – Елипбә.

Қиммәтлик балилар! Силәрни биринчи утуғиңлар билән чин жүрәктин тәбрикләймән. Силәр һәқиқий тиришчан , әқиллиқ балилар. Оқумақ - демәк әмгәк қилмақ. Силәр мениң ишәнчәмни ақлидиңлар. Рәхмәт силәргә!

1-р. - Көзни жумуп ачқичә 4ай өтүп кәтти . Һөрмәтлик устазлар! Меһриван ата – анилар! балилар! Бүгүн бизниң хошаллиғимизниң чеки йоқ . Чүнки 1-«Ә» синип оқуғучилири тунжа қетим саватини ачқан китавимиз Елипбәни түгәттуқ

2-р. – Раст ейтисиз. Әнди биз жирақтики достлиримизға хәт язалаймиз. Шундақла уддул кәлгән сөзләрни, жүмлиләрни , қисқа йезилған мәтинләрни, шеирларни оқалайдмиз

1-р. – Елипбә билән хошлишиш пәқәт бизниң мәктивимиздила әмәс, пүткүл елимизниң барлиқ мәктәплиридә нишанланмақта.

Хор билән: - Мәйримиңлар мубарәк болсун!

- Биз қисқа вақит ичидә оқушни , йезишни, һесап чиқиришни сүрәт селишни, нахша ейтишни, уссул ойнашни, спорт билән шуғуллинишни, әмгәк етишни үгәнгән болсақ...

- Вәтинимизни, ата-анимизни, достлиримизни, мәктивимизни, тәбиәтни сөйүшкә тәрбийәләндуқ.

2-р. - Балилар, мошундақ тәң һоқуқлуқта, достлуқта, инақлиқта яшап, билим еливатқан елимиз қандақ атилиду?

Балилар вәтән тоғрисида шеирлирини ейтиду

Шахрияр

Вәтән тарих, Вәтән – тил

Әзиз елим диярим.

Вәтән-нахшам, шеирим,

Вәтиним шан-шәрипим.

- Қазақстан.

Айнымайды аспанан,                                 

Біздің тудың бояуы.                                   

Оны халық қашанда,                                 

Биікке іліп қояды.  

 Наиль

  Отан - мениң ата анам,

Отан - досым бауырым.

Отан - өлкем Астанам,

Отан - туған аулым.

 Мустафа

На карте есть республика такая,

Великая, могучая, родная.

Казахстан-это имя страны,

Казахстан-это имя весны,

Казахстан-это имя свободы,

Казахстан-это солнечный свет,

Казахстан-это крылья побед!

       Жанан                          


- Вәтән дегән немә у?

Вәтән дегән бағ-варан,

Өз қойнида күлдүргән.

Меһриван ата-анаң,

Пәризат

Келәчиги –бүйүк дөләт,

Қазақстан –өлкәм мениң

Һаятлиққа төкәр сөләт

Униңда яңрар күлкәм мениң

Имран

Қазақстан отаным

Баққытын елімде

Мен тәуелсіз ұланмын

Ұлан байтақ жерімде

Мехришат

Айнымайды аспанда

Біздің туды бояуды

Оны халық қашанда

Біекке қояды

Нахша «Угитиду бизни мәктәп»

Устаз– Мәйримимиз өтүватиду, һә асасий меһминимиз болса, техичә йоқ. У қайси меһминимиз, балилар?

- Елипбә!

Дурус, балилар. Көзни ечип жумғичә,

Хош дәп ейтар Елипбә! – дәп оттуриға Елипбәни чақирайли.

Хор билән: Елипбә китавим кәлгин,

Алқишлаймиз, қулақ салғин!

Елипбә кириду: Әссаламу әләйкү, балилар!

Мениң етим- Елипбә,

Мени оқуп әр йәтти,

Боваң билән момаңму.

Дадаң билән апаңму,

Уссулчиму, устазму,

Космонавтму, ашпәзму,

Һәммә, һәммә яхшилиқ

Һәрипләрдин башланған.




Елипбә:

Әссалам, балилар! Балилар, бүгүнки елипбә билән хошлишиш мәйримиңлар билән  билән  чин дилимдин тәбрикләймән.

-Балилар,  силәр Елипбәдин  немиләрни үгәндиңлар?

Әгәр силәр  елипбәни  яхши  оқуған  болсаңлар мениң  соаллиримға  жавап  берип көрүңлар.

-Уйғур елипбәсидә нәччә һәрип бар?

-Уйғур елипбәсидә 41 һәрип бар.

-Созуқ тавушлар нәччә?

-Созуқ тавушлар 13.

-Үзүк тавушлар нәччә?

-Үзүк тавушлар 26.

-Һәрипләрдин немә түзимиз?

-Һәрипләрдин боғум түзимиз.

-Боғумлардин немә түзимиз?

-Боғумлардин сөз түзимиз.

-Сөзләр немә түзимиз?

-Сөзләрдин жүмлә түзимиз.

Балилар һәриплик шеирлирини ейтиду

«А» ҺӘРИПИ Шахрияр

Алма бағда пишипту

«А»ни һәммә билсун дәп

Аста йәргә чүшүпту

«А» дегәнләр йесун дәп

«Т» ҺӘРИПИ Мехришат

Ташпақа тавуз тәрди

Ташлиқ һәм тиң етизға

Пишқанда тилип бәрди,

Тәртиплик оғул-қизға

«П» ҺӘРИПИ Пәризат

Пақа паша олайду

Пакизлиқни халайду,

Пақа болмиса бизни,

Паша кумута таллайду

«Н» ҺӘРИПИ Дильмурат

Нан улуқтур нан-иман

Нан әзиздур һәр заман,

Нан меһнити –биләктә,

Күч –қувити –жүрәккә.

«М» ҺӘРИПИ Мустафа

Мозай «мө-ө»дәп мөрәйду

Майсә чөпләрни йәйду,

Мөшүк «мияу»дәп миявлап,

«Май билән гөш бәр»дәйду

«Р» ҺӘРИПИ

Равап,дутар чалимән

Композитор болимән,

«Рак», «Ирак»муқамлардин

Роһий озуқ алимән

«У» ҺӘРИПИ

Узун терәк учила

Қақира уга салди,

Қолсиз салған угиға.

Устилар һәйран қалди

«О» ҺӘРИПИ Дильраба

Ома оруп оғақта,

Йолда олтардим оймақта

Оғләм оғлақни ойлап,

От –чөп жиғди қирғақта.

«С» ҺӘРИПИ

Савут ,Селим,Санийәм,

Сәвзә сатти шәһәрдә

Сийир сеғип Санийәм,

Сүтни сатти сәһәрдә


«Д» ҺӘРИПИ Дильраба

Дадам дәйду-«Долана»

Дилға арам мевә»- дәп,

«Д»ни билдим мән мана,

Дадам билән долана йәп.

«И» ҺӘРИПИ Пәризат

Имин илан инини,

Көрди ИЛИ бойида,

Имин «И» һәрипини

Дәрру язди ойида.

. «Й» ҺӘРИПИ Абубакир

Йешил-йешил йопурмақ

Йол бойида йетипту,

Йолдаш,Йәһия,Омақ,

Йолға «Й»дәп йезипту.

«Қ» ҺӘРИПИ Назар

Қойниң балиси қоза

Қолумдин қонақ йәйду,

«Қ»дә десәм униңға,

Қозам «мә-ә» дәп мөрәйду.

«Ш» ҺӘРИПИ Шахсултан

Шакир ширға үгәтти,

Шота билән чиқишни.

Шакир шириға дәтти:

«Билсәң шахмат ойнашни»

«Е» ҺӘРИПИ

Ейтиңларчу,балилар,

Есил сөзниң мәнасин.

Елимиз аман болса,

Ечилғини бәхтимниң

«Ә» ҺӘРИПИ

Әйнүрәм әйнул йәпту,

Әтигәндә сәһәрдә,

Әстә «Ә»һәрип қапту,

Әйнур әнжир йегәндә.

«К» ҺӘРИПИ

Китап-достуңниң бири

Китапта аләм сири

Китап-билим булиғи.

Китапта бәхит пири.

«Б» ҺӘРИПИ

Бөлжүргәнни балилар

Биздин бағдин териңлар

«Б»һәрипни бор билән,

Биллә болуп йезиңлар

«Ғ» ҺӘРИПИ Назар

Ғәйрәтликләр әзәлдин

Ғалип чиқар һәр ишта

Ғайиванә сөз қилма

Адил болғин талашта

«З» ҺӘРИПИ Азиза

Зиялар қәдригә

Зиялилар йетиду,

Билим алсаң тиришип,

Заман саңа бақиду

Ч» ҺӘРИПИ Азиза А

Чөчәк ейтип бериду,

Момам бизгә һәр қачан

Чивиқни ат қилип ойнап,

Чоң болимиз биз һәр дәм



. «Г» ҺӘРИПИ

Гүлләр билән гүлдәстә,

Гөзәл жиғди бир пәстә.

Гүлдормома гүлдүрләп,

«Г»һәрипи қалди әстә.

«Ң» ҺӘРИПИ Айима

Оң тәрәптә дайим маң,

Аста маңсаң,чиқмас чаң,

Дехан билән атса таң,

Гүллиниду етиз-шаң.

«Ү» ҺӘРИПИ Шахин

Үмүт үзүмни үзүп,

Үстәл үстигә қойди.

Үмгүсүм билән Үсүп.

Үзүмгә раса тойди.

«Ө» ҺӘРИПИ Мустафа

Өрүк гүлләп өлкәмдә,

Өдәк чөмүлди көлдә,

Өкүз өстәң бойида,

Отлайду төгә чөлдә.

«Х» ҺӘРИПИ

Хәтчи Хеләм хәт язди,

Хонихайдики достиға,

Хәтни Хеләм алди,

Хошал берип почтиға.

«Ж» ҺӘРИПИ Билимжан

Жиңниға жип өткүзүп,

Жемперға тиктим түгмә,

Жил бойи уни кийгин

Жулуп түгмисин үзмә,

«Һ» ҺӘРИПИ Жанан

Һекайә,чөчәк оқуп,

Һашим язди изаһәт,

Һәмрадәк шеир тоқуп,

Һасан алди көп раһәт

«Я» ҺӘРИПИ Ялчин

Язда ямғур яғиду,

«Яңию,ялпуз өссун»-дәп,

«Я»дәп балилар язиду,

Яз тәтили кәлсун дәп



«Ё» ҺӘРИПИ Азиз

Ёлка ,самолёт,монтёр,

Шахтёр ,лётчик,вертолёт,

Йезилиду «Ё»билән,

Һәргиз язмаң «йо» билән.

. «Ф» ҺӘРИПИ

Фонтан түви қандақ яхши,

Сөһбәт қуруп олтарсаң,

Фанта ичип һөзүрлинип

Һадуғиңни чиқарсаң

«Ю» ҺӘРИПИ.Айнура

Гагаринниң етини,

Мениңсиз аталмайсиз,

Юпитерни ,юлтузни,

Мениңсиз язалмайсиз.

«Э» ҺӘРИПИ Мухаммәд

Экран,этажерка,элеватор.

Экипаж,эстрада,экскаватор.

Электр,элемент һәммә билиду.

Пәқәт «Э»билән йезилиду.

. «В» ҺӘРИПИ Аиша

Вәтән,вәдә,вәсийити,

«В»билән йезилиду,

Вәйран болса тәбиәт,

Виждан,дил езилиду.

«Ц» ҺӘРИПИ Абубакир

Циркуль,цех,һәм цирк,

Цемент ,цестерна,цинк,

Башлиниду «Ц»билән,

Һәргиз язмаң «С» билән

«Юмшақлиқ бәлгү»һәрипи Айнура

Юмшақ бәлгүсигә сөзләр.

Рус тилида учришар.

Әдәплик қара көзләр

Уларни дурус язар

«Ъ»һәрипи Абубакир

Сүръәттә һәм сәнъәттә,

Тавуш бәш,һәри алтә

Учришар мошу бәлгү

Мәшъәл ,қуръан,жүръәттә.



Азиза

Қириқ бир һәрипни үгәндуқ мана,

Билим мәшъәл боп,жүрәктә янар.

Он үчи униң созуқ тавушлар

Жигирмә алтиси-үзүк тавушлар

Қалған иккисини бәлгү дәп тонар,

Оттуз сәккизниң чоң-кичиги бар.

Бир һәрип,икки бәлгү чоң һәрипкә зар

Нахша «Елипбә»

«Боғусақ чөчиги»

Елипбә: - Ярайсиләр, балилар! Силәр мени яхши оқуп, көп нәрсиләрни үгинипсиләр. Рәхмәт силәргә, балилар! Әнди өзәмниң давамим болидиған «Ана тили» китавини елип кәлдим. Яхши оқуп, ана тилиңларни мукәммәл өзләштүрүп, билимлик болуңлар.

Ана тили: - Мән Ана тили китави,

Үгитимән имлани.

Әгәр билсәң имлани,

Әвәтмәйсән хатани.

Ана тили – дана тил.

Билгин ана тилиңни.

- Төвәндики қаидиләрни әстә тутуңлар:

1. Китапни елиштин авал, қолуңларни жуюңлар.

2. Вариғини, йәни бетини қатлимаңлар.

3. Бәлгүлигүч пайдилиниңлар.

4. Китапни йезишта көп адәм әмгәк қилди. Әмгигини һөрмәтләңлар!

Оқуғучилар: - Ана тили – биз сизни яхши оқуп, пәқәт «4», «5» дегән баһаларни алимиз дәп вәдә беримиз.

1-р. – Қени, балилар, «Елипбә» китавимизға рәхмәт ейтип, хошлишайли.

Викторинилиқ соаллар маңиду .

Муәллим

Балиларимизниң мошундақ билимлик, саватлиқ, әдәплик, тәртиплик болуп йетилишигә ата-анилиримизниң әмгиги зор.

. Ата-ана хошал болуп шатлиниду,

Оқушни үгәнди дәп – балисини бәк махтишиду.

Өзи йезип, оқуйдиған һаләткә йәтти,

Мубарәк болсун, балиңизниң мәйрими!

Ярайсиләр, балилар! Мәктәп, муәллим, ата-ана ажримас бир ғәзнә. Һөрмәтлик ата-анилар, силәргә көптин-көп рәхмәт.

Хор билән балилар: Рәхмәт силәргә меһриван ата-анилар

Ата –анилар тоғрисида шеирлирини ейтиду


Абубакир

Мәктәптин өйгә кәлсәм

Апам күтүп алиду

Әгәрдә бәш алсам

Яйрап күлүп талиду

Ялчин

Рәхмәт сизгә анижан

Пәрвишләп баққан үчүн

Қәлбим әйләп нурапшан

Һәм чирақ яққан үчүн

Мухаммәт

Бәрдиниз икки қулақ

Яхши сөз аңлиғин дәп

Ямандин жүргин жирақ

Яхшини даңлиғин дәп

Имран

Ағрип қалсам бешимдин

Кәтмәс нери қешимдин

Вақип болуп жүриду

Қилған һәрбир ишимдин

Азиза А

Күлүп беқип көзүмгә

Мәңзин йеқип узүмгә

Ич ичидин шатлинип

Кетәр ейқан сөзүмгә

Азиз

Ана көңли балида

Балиники далада

Дегәнлири шумекин

Дәп ойлаймән гайида


Шахсултан

Мениң әқиллиқ қозам

Көзлириңдин өргиләй

Жүригимни әткән рәм

Сөзлириңдин өргиләй

Айима

Пешанәмгә һәм сөйүп

Үлгириду бу пурсәт

Мәнму меһрида көйүп

Қилимән дайим һөрмәт

Аиша

Дунияда әң улуқ зат

Ким десәңлар аникән

Көңүлләрни әйләр шат

Ғәмхор мунис жан екән

Шахрияр

Йоруқ әләмни көрдәп

Бәрдиңиз рошән көзни

Бәхтимгә бәхит тиләп

Һәм шерин зәбан сөзни

Дильмурат

Бәрдиңиз қол һәм аяқ

Йезишқа мениң үчүн

Жүрмә дәп таки саяқ

Мүшкүлни йеңиш үчүн

Дильраба

Әқил бәрдиңиз маңа

Яхшиға ишләткин дәп

Хуруч қилса яв саңа

Уни йәр ишләткин сән

«Меһриван ана»нахша

Музыкилиқ номерлар

1.Уссул Қизлар топи

2. Нахша «Достлирим»

3.Уссул «Өзбәк»

4.Флешмоб

5.Вальс

















«Ават орта мектебі»коммуналдық мемлекеттік мекемесі





«Хош бол, әзиз Елипбә!»
























2024-2025 оқу жылы

Велиева А.В.
























































 

 

 

 

 

 




Получите в подарок сайт учителя

Предмет: Начальные классы

Категория: Мероприятия

Целевая аудитория: 1 класс.
Урок соответствует ФГОС

Скачать
Хош бол сөйүмлик Елипбә

Автор: Велиева Анаргуль Велиевна

Дата: 12.01.2025

Номер свидетельства: 663390


Получите в подарок сайт учителя

Видеоуроки для учителей

Курсы для учителей

ПОЛУЧИТЕ СВИДЕТЕЛЬСТВО МГНОВЕННО

Добавить свою работу

* Свидетельство о публикации выдается БЕСПЛАТНО, СРАЗУ же после добавления Вами Вашей работы на сайт

Удобный поиск материалов для учителей

Проверка свидетельства