Презентация подготовлена для дистанционного обучения
Просмотр содержимого документа
«Қаинатқа сәяһәт»
Уйғур тили
Дәрис мавзуси: Каинатқа сәяһәт
Мәхсити: 2.3.1.1. Муәллимниң ярдими билән айрим рәсим/сюжетлиқ рәсимләр арқилиқ тәсвирләш/һекайиләш, мәтинләрни түзүп йезиш.
Бүгүнки дәрисимиздә: Рәсимләр арқилиқ һекайиләш вә мәтинләрни түзүп йезишни үгинимиз.
21-көнүкмә:
Каинатта аял
Пүткүл дунияға хошаллиқ хәвәр йейилди: «Восток-6» кемисидә
дунияда дәсләпки қетим аял космонавт Валентина Терешкова учти.
Таң сәһәрдә, күн йеңила көтирилгән вақитта, Валя кочиға чиқатти.
Таза асманда самолетниң айлинип жүргәнлигини көрәтти.
Валя асманни сөйүп қалди. Космонавт болғичә Валя парашюттин 126 қетим
сәкриди. Валентина Терешкова йәрни 48 қетим айлинип чиқти. Юлтуз
ака-комонавтлириниң юлтуз сиңлиси болди.
- Мәтиндин пәқәт исимларни көчирип йезиңлар.
22-көнүкмә:
Рәссимләргә диққәт қоюп қараңлар.
Ю́рий Алексе́евич Гага́рин
Ю́рий Алексе́евич Гага́рин 1934-жили
9-мартта Россияниң Клушкино йезисида
туғулған. У дәсләп болуп космосқа учқан.
СССРниң атақлиқ Қәһримани.
1968-жили 27-мартта вапат болған.
Токта́р Онгарба́евич Аубаки́ров
Тоқта́р Онгарба́евич Аубаки́ров 1946-жили
27-июльда дунияға кәлгән. СССРниң 72-чи
космонавти. Қазақстан Жумһурийитиниң
дәсләпки космонавти.
Қазақстан қураллиқ күчиниң генерал-майори.
Талга́т Амангельди́евич Мусаба́ев
Талға́т Амангельди́евич Мусаба́ев
1951-жили 7-январьда дунияға кәлгән.
Россия Федерациясиниң Қәһримани,
Қазақстан Жумһурийитиниң Қәһримани.
Қазақстан авиациясиниң генерал-лейтенанти.
Өйгә тапшурма: 117 – бәт, 23 – көнүкмә. Мәтинни көчирип йезип,
пеилларниң астиға сизиңлар.