Урок уйгурского языка в 7 классе. Урок повторения по теме "Пеил".
Просмотр содержимого документа
«Урок уйгурского языка»
Уйғур тили 7-синип
Дәрисниң мавзуси: Пеил заманлири бойичә тәкрарлаш
Мәхсити: 1. Пеил заманлири бойичә алған билимини байқаш вә мустәһкәмләш 2. Ижадий ишләшкә, жүмлиләрни бағлинишлиқ түзүп,саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
3. Әдәбиятни, тилини сөйүшкә тәрбийиләш
Дәрис түри: умумлаштуруш, мусабиқә
Дәрис типи: қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, оқуғучилар әмгәклири,карточкилар,сүрәтләр.
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап,сөһбәт
Пәнләр ара бағлиниш: қазақ тили
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш қисми.
Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң пеил заманлири бойичә алған билимини байқаш вә мустәһкәмләш.
Психологиялик тренинг.
ІІІ. Синип 3 топқа бөлүниду. 1-топ – Өткән заман, 2-топ – Һазирқи заман, 3-топ –Келидиған заман .
Топларға карточкилар берилиду.
Өткән заман ________________________________________________ билдүриду.
Һазирқи заман ________________________________________________ билдүриду.
Келидиған заман ____________________________________________билдүриду.
Өткән заман қошумчилири ____________________________________________
Һазирқи заман қошумчилири _____________________________________________
Келидиған заман қошумчилири ___________________________________________
2.Һәр бир топ қаидиләрни уйғурчә вә қазақчә чүшәндүриду.
3.Тахтиға һәр топтин бирдин оқуғучи чиқип, оқи, яз, ал пеиллирини шәхс вә заман қошумчилирини улап язиду. Оқуғучилар мошу сөзләрни қазақ тилида шәхс вә заманда түрләйду.
Шәхсләр | Өткән заман | Һазирқи заман | Келидиған заман |
І ІІ Сипайә түри Һөрмәт түри ІІІ | Оқудум | Оқуватимән | Оқумақчимән |
4.Сүрәткә қарап жүмлә түзүш.
1-топ өткән заманға, 2-топ һазирқи заманға, 3-топ келидиған заманға.
5. Һәр топқа бар, ишлә, қичқар пеиллири берилиду. Бу пеилларни 3 заманда жүмлә ичидә кәлтүрүп язиду.
ІV.Йәкүнләш.
Пеиллар арқилиқ биз һәрикәтни ипадиләймиз. Һәрикәт болса вақитқа мунасивәтлик болиду.
Иш-һәрикәтниң сөз болуватқан вақитқа болған мунасивити пеил заманлири арқилиқ ипадилиниду.
V. Өйгә тапшурма. «Қазақстан –мениң вәтиним»мавзусиға инша йезиңлар.Жүмлиләрдики пеилларни қайси шәхстә кәлгәнлигини үстигә көрситиңлар.
VІ.Баһалаш.Балл арқилиқ топларниң билимини баһалаш.
7